Изчил тәрәққият нишани билән йеңичә услубта варислиқ қилиш: Қазақистан Үйғур Мәшрипи

Бертанийә пәнләр академийисиниң сиҗил тәрәққият фонди ярдимигә еришкән һәмкарлиқ иш түри

түрни елип барғучи орунлар:
шәрқшунаслиқ вә африқа институти, лондон университети
туран университети, алмута, қазақистан

бизниң мәзкур тәтқиқат иш түримиз қазақистанниң шәрқий җәнубида яшайдиған уйғур миллити тәрипидин давамлаштуруп келиватқан җамаәт йиғилиши болған “мәшрәп” түзүлмисини мәркәз қилиду.

мәшрәп – җамаәтчиликни асас қилған ғәйри-рәсми йиғилидиған сорун болуп, бу паалийәт музика, усул, чақчақ, китаб оқуш қатарлиқ паалийәтләрни өз ичигә алиду.

җамаәтчиликни асас қилған бу хил паалийәтләр җәмийәт әзалириниң узун муддәтлик иттипақ вә инақлиқни шәкилләндүриду вә шуниңға мас һалда өз нөвитидә, уларниң өз ана тилини сақлап қелишиға, өз мәдәнийити билән яшишиға, өз җәмийитиниң мәвҗут мәсилилири һәққидә кеңәш қилишиға, пиланлишиға вә әмәлий тәдбирләрни көрүшигә зөрүр болған имканийәтләрни яритип бериду.

бу иш тури – мәшрәп паалийитидин пайдилиниш арқилиқ, йеза-қишлақлардики мәдәнийәт вә йәрлик тилни қайтидин җанландуруш, җәмийәткә тәвә болған тәшкилатларни күчләндүрүш, сиҗил иқтисадий тәрәққиятни нишан қилған микро иқтисадий бағлиниш торлирини шәкилләндүрүшкә ярдәм бериду.

бу тәтқиқат тури уйғур җәмийитиниң мәсуллири билән вә қазақистандики тәшкилатлар билән бирликтә ишләш арқилиқ, һәр қайси мәшрәп гуруппилириға мәслиһәт бериш, уларни тәрбийиләш вә иқтисадий ярдәм бериш қатарлиқ бир йоруш хизмәт программилирини әмәлгә ашуриду.

бизниң һәр саһә кәсипләр бойичә йетишкән, хәлқаралиқ хизмәт гуруппимиз мәзкур иш түриниң программилирини әмәлгә ашуруш билән биллә қазақистан уйғур мәшрәплирини мукәммәл архиплаштуруп, етнографик тәтқиқатларни елип бариду.

бу иш түри – қазақистандики тәтқиқатчиларни әнглийигә елип келип тәрбийиләш вә улар билән һәмкарлишиш арқилиқ қазақистанда елип берилидиған тәтқиқат хизмәтлири учун ярдәмдә болуш; қазақистанниң шәрқий җәнубидики әнәнивий музика мәктипигә ярдәм қилиш арқилиқ уйғур мәдәнийәт мираслириниң давамлишишини илгири сорушни мәқсәт қилиду.

бизниң бу иш туримиз – ғәйри рәсмий мәдәнийәт мираслири, шу җәмийәтниң мәвҗутлуқ кимлики вә сиҗил тәрәққий қилишниң муһим вастиси, җәмийәтниң инақ вә мәсулийәтчан болушиға ярдәм бериду вә коллектипни бирликтә һәрикәткә кәлтүриду дәп қарайду.

хитай һөкүмити түрлүк тәтқиқат вә тәкшүрүш материяллири билән тәминләп, ғәйри рәсмий мәдәнийәт мираслирини дөлитиниң принсиплиқ символи вә дәсмиси қатарида хизмәт қилдуруш мәқситидә, мәшрәпни 2010-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән мәдәнийәт мәһкимисиниң җидди қоғдилидиған ғәйри рәсмий мәдәнийәт мираслири тизимликигә әнгә алдурған иди.

бу иш тури йеңичә тәрәққият йөлинишини тепип чиқиш арқилиқ ғәйри рәсмий мәдәнийәт мираслириға йеза-қишлақлардин башлап варислиқ қилиш имканийәтлирини яритиду. йәрлик хәлқиниң өз тили вә мәдәнийитини сақлап қелиши, намратлиқни азайтиш вә җәмийәтниң сағлам тәрәққий қилишини әмәлгә ашуруш қатарлиқ хизмәтләрни елип бериш учун қазақистандики уйғур җәмийити билән йеқиндин һәмкарлишип хизмәт қилиду.


мәзкур бәтниң уйғур латин йәзиқ нусхуси:
www.meshrep.uk/uy/tetqiqat-ish-turi-heqqide

Add a Comment

Your email address will not be published. Required fields are marked *