“Aшқунлуқни түгитиш учун һәптилик мәшрәп” – Yйғур җәмийитидә сәһниләштуруливатқан нахша – музика вә хитайдики ғәйри рәсми мәдәнийәт мираси

аптор: профессор Pәйчел һаррис
лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа институти

мәзкур мақалә тәнқидий мәвқәдә туруп, бир ғәйри рәсмий мәдәнийәт мирасниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән мәдәнийәт мәһкимисигә қандақ қилип намзатлиққа көрситилгәнлики вә әнгә елинғанлиқи, һәм бу мәдәнийәт мираси қобул қилинғандин кейинки тәрәққият әһваллири қатарлиқ мәсилиләр үстидә елип берилған инчикә тәтқиқат мәзмунлири билән тәминләйду. гәрчә хитай һөкүмити һазир бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән мәдәнийәт мәһкимисиниң мәдәний мирасларни қоғдаш иш түрлиригә әң көп иқтисадий ярдәм беридиған дөләт болсиму, әмма хитай дөлитидә мәдәнийәт мираслирини қоғдашқа илтимас қилиш вә униңдин кейинки хизмәтләрниң иҗра қилиниши интайин тәңпуңсиз. мән мушу темини чөридигән һалда, болупму мусулманлар мутләқ көп санлиқни игиләйдиған шинҗаң уйғур аптоном районидики мәвҗут мәсилиләр һәққидә муназирә елип баримән. мән, бу йәрдики җәмийәттә болуватқан мәсилиләрни һалқилиқ нуқта қилип туруп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән мәдәнийәт мәһкимисиниң ичидә қанчилик сахтилиқларниң болуватқанлиқини оттуриға қойимән. бу әһваллар уйғур җәмийити тәрипидин қандақ чүшинилиду вә биз немишқа бу ишни наһайити еғир мәсилә дәп қараймиз? мәдәнийәт мираслириға варислиқ қилиш хизмәтлири шу җәмийәтниң иҗтимаий саһәси билән зич бағлинишлиқ болған музика ишләпчиқиришиға қандақ өзгиришләрни елип келиду?  

Mақалини төвәндики улнуштин оқуялайсиз: 

https://www.academia.edu/42838713/_A_Weekly_Mäshräp_to_Tackle_Extremism_Music-Making_in_Uyghur_Communities_and_Intangible_Cultural_Heritage_in_China