Ғәйрәт яшлар мәшрипи
Рәйчел Һаррис
Әзиз Әйса Әлкүн енглизчидин тәрҗимә қилди
2020-йили, авғуст, Қазақистан
Ғәйрәт – Қазақистанниң Шәрқий-җәнубидики кичик бир йеза болуп, Алмута шәһридин шәриққә қарап машина билән йүрсә, бир саатлиқ йол мусаписигә тоға келиду. Бу йезиниң асаслиқ аһалиси уйғурлар болуп, 80% ни тәшкил қилиду. Мәзкүр йезида йәнә қазақ, рус, турк, азари вә немис қатарлиқ башқа нурғун милләтләр яшайду. Гәрчә Қазақистан мустәққил болғандин кейин көплигән милләтләр әсли дөләтлиригә қайтип кәткән болсиму, бирақ 1930-йиллири мәҗбури көчүрүп келингән бир қисим Қирим татарлири бу йезида давамлиқ яшап кәлмәктә. Бу әтраптики йезиларда көплигән башқа милләтләрниң өзара той қилиши гәвдилик болуп, йәрлик кишиләр бу ишни чақчақ қилип «етник компот» йәни бир қута арилашма мевә мураббасиға охшитишиду.
Уйғур тили 20 йил бурун бу йәрдики асаслиқ тил иди, әмма һазир бу һаләт тәдриҗий өзгәрди. Бу йезида яшларниң асасән истиқбали йоқ. Һазир көплигән яшлар Алмутиға берип, қурулуш ширкәтлиридә ишләйду яки шопурлуқ қатарлиқ вақитлиқ ишларни қилиду.
Бәхтишат мәшрәпниң «қази беги» болуп, у тәңтушлири арисидики тәләйликләрниң бири. Униң яш аилиси Алмутида олтурақлашқан. Бәхтишатниң хизмити яхши болуп, у Алмутидики бир һәшәмәтлик өй-мүлүк ширкитидә башқурғучи болуп ишләйду. У дайим мәшрәп вә тойлар үчүн Ғәйрәткә берип туриду. У бизгә «Ғәйрәт яшлар мәшрипи» ниң қандақ қурулғанлиқини төвәндикидәк баян қилиду: «2013-йиллири мәһәллимиздики мойсүпәт акилиримиз мәдәнийитимизниң йоқилишиға сәвәбчи боливатқан мәһәллиниң ичидә һарақ ичиш, тамака чекиш, бир-бирини һөрмәт қилмаслиққа охшаш натоғра ишлар көпийип кетивативатқинини ейтип, яшларниң бешини қошуш керәк, дегәндин кейин, бир топ яшлар йиғилип, яшлар комитетини қурдуқ. Биз шәһәрләргә берип, «Алмута», «Нур» қатарлиқ районлуқ мәшрәпләрни көрүп, бизму мәһәллимиздә балиларни йиғип, мәшрәп ойнисақ, вә бу арқилиқ өрүп-адәтлиримизни сақлап қалсақ, мәдәнийитимизни намаян қилсақ дәп, мәшрәп қурдуқ».
Бүгүн кәчтики мәшрәп кәч саат 8 дә башлинидиғанға орунлаштурулған болуп, көп сандики мәшрәп әзалири Алмутидики бир күнлүк хизмитини түгитип, андин мәшрәпкә үлгүрүп келиши керәк иди.
Йәрлик һөкүмәт билән болған ахирқи минутлардики бәзи мәсилиләр сәвәбидин, мәшрәп соруни хошна йеза Байсейтқа йөткәлди. Мана мошу сәвәбләр түпәйлидин ресторан кечикип заказ қилинғанлиқи үчүн, бүгүнки мәшрәп наһайити шавқун-сүрәнлик диско залиға хошна болған бир ресторанда өтүдиған болди. Бирақ мәшрәпкә йиғиливатқан йигитләр наһайити роһлуқ көрүнәтти вә өзлириниң қанат яйдуруватқан бу мәшрәп паалийитидин пәхирлинәтти. Улар 2018-йили Алмутида өткүзүлгән мәшрәп мусабиқисигә қатнишип, иккинчи дәриҗилик мукапатқа еришкән икән. Ғәйрәткә охшаш бир кичик йеза мәшрипи үчүн мошундақ бир мукапатқа еришиш һәқиқәтәнму кишини һәйран қалдуридиған муваппәқийәт һесаблинатти.
Мәшрәп әзалири, йәни толуқ нами билән ейтқанда «оттуз оғул» мәшрәп әһли мәшрәп соруниға кириштин бурун, һәммиси ивриқ билән берилгән суда қоллиридин чайқиғандин кейин, бир-бирләп ичигә киришкә башлиди. Улар қоллирини йүрикигә қоюп туруп «Әссаламу әләйкум» дәп салам қилишип, үстигә мевә-чивә вә йәл-йемишләр тизилған узун ширә йенидики орундуқларға келип олтурушти.
Мәшрәпниң қанун-тәртиплирини иҗра қилғучи икки пашшап бәглири қоллирида гүлтаяқ тутуп туруп, мәшрәп соруниниң тәртипини қоғдаш билән биргә, мәшрәп кәйпиятини өзлириниң қизиқарлиқ чақчақлири билән қизитивататти.
Бүгүнки мәшрәп нутуқ вә дуа билән рәсми башланди, андин кейин меһманларға шорпа берилди.
Мәшрәп соруниға икки музикант кирип кәлди. Һәр иккилиси яшанған музикантлар болуп, хошна йеза Маливайдин тәклип қилинған иди. Улар тәмбүр вә дутар билән Или хәлиқ нахшилиридин «Карван нахшиси» вә «Қап-қара қой көзлүгүм» қатарлиқ нахшиларни ейтишқа башлиди.
Мәшрәп әзалиридин бири сорунға кечикип кәлди. У мәшрәп қаидисигә еғир хилаплиқ қилғанлиқи үчүн кәчүрүм сорап туруп, өзиниң бүгүн мәшрәпкә қатнишиш үчүн Алмутидин машина һайдап чиқиватқанда, қатнаш тосулушқа учрап, кечикип қалғанлиқини чүшәндүрди.
У мәшрәп арилиқидики арам елишта, бир тахтайға чапланған йәрлик путбол командисиниң рәсимлирини көрсәтти.
У хәлқаралиқ «Philip Morris» тамака ширкитидә башқурғучи болуп ишләйдиған болуп, бу район тамака ишләп чиқириштики әң асаслиқ база һесаблинатти. У ширкәт мәсуллирини Ғәйрәт йезиси учун путбол мәйдани қуруп беришкә қайил қилған икән. Униң ейтишичә, уларниң командиси путбол мусабиқисидә мукапатқа еришкәнлики мәшрәпниң йәнә бир чоң утуқлиридин бири болуп һесаблинидикән.
Мәшрәпниң иккинчи қисмида, пашшап беги мәшрәп әзалирини шеир декламатсийә қилиш яки нахша ейтиш арқилиқ өзлириниң уйғур тили вә мәдәнийитидики иқтидарлирини намаян қилишқа үндиди. Мәшрәп әзалири ичидики әң талантлиқ нахшичи Адилҗан исимлик яш болуп, у Алмутида яшайду, вә у йәрдә яғашчилиқ кәспини қилиду. Адилҗан һәптә ахирлирида мәшрәп вә тойларда нахша ейтишқа бариду. У бүгүнки мәшрәптә қийин күнләрдики вәзийәттә қандақ қилғанда өзини қоғдап қалғили болидиғанлиқи һәққидики тәсирлик вә мәниси күчлүк нахшиларни һессиятлиқ ейтиду.
Униң авази күчлүк болуп, яндики дискоханидин чиқиватқан ләрзан ритим музикиси билән, сиртта йолдин өтүватқан той мурасим машинилириниң сигналлирини бесип кетивататти.
нахша «Унтума»
Нишаниңға тәгмәй оқуң,
Билинмисә бару-йоқуң.
Өмүр толуп яшиялмайсән һич қачан,
Я мәртлик болалмастин.
Йиқилғанда туралмастин,
Өзгә қәдәм ташалмайсән һич қачан.
Яшаш үчүн кәлгиниңни унтума!
Мәшрәп әзалиридин бири Ғәйрәт оттура мәктипиниң оқутқучиси Абдулҗан Азнибақийевниң уйғур тилидики шеир китаби нәшир қилинған. Бәхтишат шу китаптики шеирлардин бирини ядқа билидикән, чүнки бу шеир уларниң юртиға беғишлап йезилған икән. У шу шеирни мәшрәп әһлигә декламатсийә қилип бәрди:
Туғулған юртум, әзизим Ғәйрәт,
Сүйиң бәк сүзүк, топриғиң мунбәт.
Хәлқиң параван яшап келиду,
Кәтмәс һич қачан сәндин бәрикәт.
Туғулған юртум, бөшүгүм Ғәйрәт,
Бағриңда таптим бәхт һәм амәт.
Бағу-етизиң кәң таша, көркәм,
Ядлаймән сени йүрәктә әбәт.
Мәшрәпниң үчинчи қисми «сот» йәни «дәва-дәстүр» үчүн айрилған иди. Ресторан ичидики ширәләрни ян тәрәпкә йөткәп, оттурни бошитип, орундуқлар гиләмниң әтрапиға тизилди. Мәшрәп қазиси дәптиригә кимләрниң мәшрәп қаидә-түзүмлиригә хилаплиқ қилғанлиқини хатирлигән иди. Мәшрәп қаидисини бузған төт нәпәр мәшрәп әзаси қазиниң алдида өрә туруп, өзлири һәққидә чиқирилидиған һөкүмни күтүшти. Уларниң гунаһлири йеник болуп, төвәндикиләрдин ибарәт: мәшрәп әзалириға мувапиқ мулазимәт қилмаслиқ, тамақ йегәндә қаидә-йосунға һөрмәт қилмаслиқ, музика челиниватқанда параңлишиш қатарлиқлар.
Бәзилири өзлириниң җинайитини иқрар қилди, йәнә бәзилири өзлириниң гунаһсиз икәнликини ейтишип, дәва қилишти. Шох чақчақлар билән биллә дәва-дәстүр муназирлири қизғин башлинип кәтти, әмма бу хил коллектип һөкүм чиқириш күчлүк қаидә-йосун билән башқурулатти. Һәр бир сөзлигүчи авал сөз қилишқа рухсәт сорап, қолини көтүрәтти вә мундақ дәйтти: «Әссаламу әләйкум, һөрмәтлик оттуз оғул бегим башлиқ, рухсәт бериң…».
Мәшрәпниң қаидә-түзүмлиригә хилаплиқ қилғанлар чоқум җәриманә төлиши керәк. Мана мушу җазани қандақ иҗра қилиш һәққидә җиддий муназириләр давам қиливататти. Нөвәттә дәва-дәстүргә тартилған бир әзадин тарихтики төрт нәпәр уйғур қәһриманиниң исмини ейтип бериш тәләп қилинди. Йәнә бирсидин төрт нәпәр уйғур шаириниң исмини ейтип бериши соралған болсиму, әмма ейтип берәлмигәнлики үчүн гиләмниң үстидә ешәктәк өмүләп меңип беришкә буйрулди. У өмүләватқанда пашшап беги уни арқисидин гүлтаяқ билән уруп турди.
Бәхтишат мундақ дәйду:
«Мәшрәп ойнашниң асаслиқ мәқсити қаидә-юсун вә интизам өгиниш. Мәсилән, яшанғанларниң алдида бурунқидәк һарақ ичидиған яки тамака чекидиған ишлар һазир тохтиди. Ақсақаллар бу өзгиришләрни көрүп: «Мәшрәп башланғандин кейин яшлар бизгә қандақ салам беришни өгәнди» дәйду. Һәқиқәттәнму, яшлар мәшрәп ойнашни башлиғандин кейин, бәзи ишларға башқичә қарайдиған болди. Мәсилән, ата-анисиға русчә сөзләйдиған яшлар яки рус мәктипидә оқуған яшлар өзлириниң кимликини чүшинишкә башлиди. Әгәр уларниң паспортиға миллити «уйғур» дәп йезилған болса, улар өзлириниң миллий кимлики һәққидә ойлиниду, вә «мән уйғур, мән бу улуғ милләткә мәнсүп икәнмән», дәп, бу реаллиқни етирап қилишқа башлайду.
Мәшрәп – мәшрәп әһлигә, меһманларға чоң чинидә хиш чай вә сүт билән һазирланған сүт чай кәлтүрүлүш билән ахирлишиду. Бу чайни йәрликләр көп яқтуруп ичидиған болуп, униң исмини «әткән чай» дәп атайду. Бирақ әткән чай һәм хошлишиш чейи, улар буни «Әткән чай-кәткин чай» дейишиду. Бу чай мәшрәп әзалириниң Алмутиға йерим кечидә машина билән қайтиш сәпири үчүн дәрман болатти…
Ғәйрәт яшлар мәшрипи – толуқ видәо:
мәзкур мақалиниң әңлисчиси:
www.meshrep.uk/gheyret-youth-meshrep
мәзкур мақалиниң уйғур латин йәзиқ нусхуси:
www.meshrep.uk/uy/gheyret-yashlar-meshripi
мунасивәтлик мақалә вә син көрунушлири:
йәркәнт мәшрипи
http://www.meshrep.uk/uy/яркәнт-мәшрипи/