Яркәнт мәшрипи
Рәйчел Һаррис
Әзиз Әйса Әлкүн енглизчидин тәрҗимә қилди
2020-йили, Авғуст, Қазақистан
яркәнт шәһри – қазақистанниң шәрқий җәнубиға, хитайниң қорғас чегра еғизи сода мәркизигә йеқин йәргә җайлашқан. бу шәһәр уйғурлар учун наһайити муһим бир мәркәз болуп, уларниң көпинчиси 1950-йилларниң ахирида уйғурларниң ана вәтини уйғур аптоном райониниң ғулҗа бөлгисидин көчүп кәлгән.
яркәнт мәшрипи 2009-йили буян қазақистанда қайтидин башланған уйғур мәдәнийәт гүллиниш һәрикитиниң бир тәркивидур. бу һәрикәтниң мәқсити уйғур мәдәнийити, тили вә кимликини сақлап қелишни өзиниң түп мәқсити қилған болуп, қазақистан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң йетәкчиликидә елип берилған. бу мәшрәп һәрикти йәнә уйғур җәмийитидә тәлим-тәрбийивилик рол ойнашни мәқсәт қилған болуп, бу һәқтә йәркәнт мәшрәпниң мәшрәп беги рәһимҗан төвәндикиләрни баян қилиду:
”әгәр сиз кочида 10 адәмни учуратсиңиз, уларниң арисидин бирси мәшрәпкә қатнашқан болса, у кишиниң иш-һәрикәтлири башқиларға охшимайду. у киши өз җәмийити учун хизмәт қилишқа тик туриду. у киши һәрқандақ бир намувапиқ һәрикәтләргә қарши туриду… мәшрәп уларға өрп-адәт, қаидә-тузум вә турмуш тәҗрибә-савақлирини өгитиду. әлвәттә, бу мәшрәп паалийитидә нурғун җаза тәдбирлириму бар. улар авал көзитиду вә шу арқилиқ өгиниду. улар мәшрәп арқилиқ неминиң ақ вә қара икәнликини ениқ биләләйду. мәшрәпни көргәнләр билән көрмигәнләрниң пәрқи тағ билән бағқа охшаш рошән пәрқлиниду.“
бу йеңи мәшрәп паалийитиниң мәқсити өзини өзи башқуруш механизмини шәкилләндүрүштин ибарәт болуп, кишиләрни сәпәрвәрлик қилишта үнүмлүк бир тәдбир сүпитидә қоллиниш вә бу арқилиқ кишиләрниң иҗтимаий турмушта йолуққан мәсилилирини һәл қилишниң йоллирини тепип чиқиштур. бу һәқтә рәһимҗан мундақ дәйду:
”әгәр мәшрәп өз мәһәллә көйлиридики намратларға ярдәм бериш қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилишқа арилашмиса, униң һеч бир әһмийити болмайду. мәшрәпниң мәқсити юртимиздики мәсилилирини өз үстимизгә елип ортақлишишдур. әгәр сиз мәшрәп әзаси болсиңиз, иқтисадий ярдәм беришиңиз керәк. биз узун йиллардин буян қийинчилиққа дуч кәлгән кишиләргә ярдәм қилип келиватимиз. бизниң мәшрәп әзалири юртимиз мәһәллә көйлириниң пакиз болиши, тенч болиши учун пидакарлиқ билән алдинқи сәптә хизмәт қилиду.“
2019-йили 8-айда, 60 әтрапидики йәрлик кишләр йәни яркәнт ”оттуз оғул“ мәшрәп әзалири алмутидин кәлгән бир қанчә әзиз меһманлар билән биргә мәшрәп өткүзди. улар яркәнтниң сиртидики бир сайә ташлап туридиған кәң ташалиқ арамгаһ ичидә һазирланған орундуқ вә ширәләргә келип олтурушти. бу мәшрәп паалийитиниң җәряни төт қисимға болунуп, үч саәт давам қилди.
қолида гүлтаяқ тутқан пашшап бәг мәшрәпниң қаидә-түзүмлирини иҗра қилмақта. у қолидики гүлтаяқни уруп туруп, нахша- музика вә уссул қатарлиқ мәзмунларни асас қилған мәшрәпниң биринчи бөликиниң башланғанлиқидин сигнал бәрди. музика – классик уйғур он икки муқамлиридин чәбият муқамини иҗра қилиш билән башланди. бу вайиға йетип орунланған ярқин музикини мушу шәһәрдики әң һөрмәткә сазавәр музикантлар йәни яркәнт булбуллири орундимақта иди. мәшрәп әзалири бу музикиға усулға чүшүшкә башлиди:
музика ахирлашқандин кейин, уссулчилар орунлириға келип олтурди. көл бегиниң йетәкчиликидә меһманларға шорпа кәлтүрүлди. мәшрәп паалийити давамида көпчиликниң бирликтә миллий таамларни йейишиму мәдәнийәт нуқтисидин муһим әһмийәткә игә иди. мәшрәп әзалири тамақ йегәндә чоқум әнәниви қаидә-йосунларға риайә қилиши керәк иди, мәсилән, таамлар легәнләрдә кәлтүрүлгәндә, оттурисидин алмаслиқ, таам алғанда вә йегәндә чоқум оң қол билән елиш вә йейиш қатарлиқлар.
чақчақ қилиш вә күлүш мәшрәпниң муһим тәркиви. или әрлириниң даңлиқ күлүш услублири бар болуп, бәзидә буни өчкә падилириниң мәришигә охшитиду. мәшрәп әзалири қизиқарлиқ чақчақ вә һекайиләрни ейтишиду вә бу вақитта башқа әзалар тезликтә чақчаққа қошулуп, инкас қайтуриду. бу әлвәттә мәшрәпкә қатнашқан әзаларниң тил қабилийити вә мәдәнийәттики мукәммәлликни намаян қилиду. әзалар музика, уссул вә чақчақлардин һузурлиниватқанда, улар күлүшиду яки қаттиқ һаяҗанлиниду. бу қизиқарлиқ дәқиқиләр мәшрәп иштиракчилири оттурисида ”иҗтимаий йеқинлиқ“ ни һасил қилип, әзалар ара инақ мунасивәтләрни шәкилләндүрүштә, җәмийәттә үнүмлүк болған сәпәрвәрликләрни елип беришта интайин муһим вастидур .
мәшрәпниң иккинчи қисми икки нахша билән башланди йәни ”өсәк садаси“ вә ”карван нахшиси“. бу наһайити тәсирлик нахшилар болуп, әйни йиллардики кишиләрниң чеградин қандақ өткәнлики, өз вәтинидә ташлап кәткән ют-маканлирини қанчилик сеғинғалиқи қатарлиқ сәпәр сәргүзәштилирини әслитәтти. мана мушундақ тарихий арқа көрүнүшләр сәвәблик ”өсәк садаси“ намлиқ бу нахша яркәнт мәшрәпниң омуми хориға айлинип қалған иди. бу нахша 1960-йилларниң бешида чеградин өткән, совет һөкүмити уларни өйләргә орунлаштурғичә болған арилиқта яркәнтниң сиртидики ”өсәк“ дәп атилидиған орманлиқта нәччә һәптиләр ятқан бир түркүм уйғур көчмәнлириниң мушәққәтлик сәпәр кәчүрмишлирини әскә салатти.
чалсаңчу равабиңни сатариңни,
яркәнтниң муқамиға
достлар зоқлинип қалсун, достлар,
яркәнтниң садасиға.
йәркәнт йолида өсәк,
өсәкни берип көрсәк.
өсәктики достларни, достлар,
қучақлап туруп сөйсәк.
”карван нахшиси“- ғулҗиниң шәрқий җәнубиға җайлашқан тәлкә тағлирини кесип өткән карванларниң йирақларға қилған сәпәрлирини әскә салиду, гәрчә нурғунлиған кишиләр бу йәрни өзлири көрүп бақмиған болсиму, әмма бу нахша қазақистандики уйғурларға нисбәтән өзлириниң узақ тарихқа игә юрт маканлирини тәсвирләп туриду. әлвәттә, бу нахша уйғур миллий кимликиниң күчлүк бир символидур.
йешил қариғай арча,
тәлкиниң даванда.
карван нахшиси яңрар,
азад әл-заманида.
тәлкә тағлири дәйду,
тоймаймән җамалиға.
нахшамни ейтип чиқтим,
шу көркәм даванида.
мәшрәпкә йеңи әзалар пәқәт мәвҗут әзалар тәрипидин тонуштурулғандин кейин, мәшрәп оттуз оғул тәрипидин тәстиқланғандила андин қошулалайду. әгәр мувапиқ болса, йеңи әзаларни мәшрәп әһлигә тонуштурғанда, уларниң өз талантлирини намаян қилиши тәләп қилиниду. бу мәшрәптә, яркәнт булбулриниң рәһбири адилҗан оғлини мәшрәпкә әза болуп киришкә тонуштурди. гәрчә у рус мәктипидә оқуған болсиму, әмма уйғур нахшилирини яхши ейтатти:
мәшрәпниң үчинчи бөлими дәва-дәстур үчүн аҗритилған иди. рәһимҗан чүшәндүрүп мундақ дәйду: ”қазақистанниң асасий қанун болғиниға охшаш, исламниң шәриәт қануни болғиниға охшаш, бизниң мәшрипимизниңму қаидә – түзүмлири бар“. мәшрәп давамида қази мәшрәп әзалириниң музика челиниватқанда гәп қилғанлиқи яки тамака чәккәнлики қатарлиқ өткүзгән барлиқ қаидә -түзүмгә хилаплиқ қилған қилмишлирини хатирләп маңған болуп, булар- мәшрәп әзалириниң музика челиниватқанда параң қилиши яки тамака чекиши қатарлиқ барлиқ садир қилған “җинайәт” лиридур.
қази уларға берилидиған җаза түрлирини елан қилиду, башқа мәшрәп әзалири уни қоллайду яки қарши туриду. бу коллектип һалда қарар чиқириш оюни болуп, йәнә өз нөвитидә аммиви сорунларда җамаәткә қандақ нутуқ сөзләшни мәшиқ қилишниң пурсити болуп һесаблинатти. әлвәттә, бу хилдики вәз-нәсиһәтлик нутуқлар тәбиийки мәшрәпниң тәлим-тәрбийәвилик ролидики әң көп әһмийәткә игә негизлик нуқта болуп һесаблинатти.
мәшрәпниң дәва-дәстури йәнә өз нөвитидә уйғур җәмийитиниң ичидә мәвҗут зиддийәтләрни коллектип һалда кеңәш қилип һәл қилишниң чарисини тепип чиқиш учун зөрүр болған сорун билән тәминләйду. мәшрәп әзалиридин бирси мәшрәп ичидә мәвҗут болуватқан динға һөрмәт қилиш билән көңүл ечиш оттурисидики ихтилаплар һәққидә соал сориди. мәшрәп рәһбәрлири бу хил зиддийәтлик мәсилиләрдики тәләпләрни әстайидиллиқ билән кеңишип һәл қилиши зөрүр иди. рәһимҗан бу мәсилидә еһтиятчанлиқ билән көпчилик қобул қилалайдиған дәриҗидә җаваб бәрди:
”биз мәшрәпкә муамилә қилғинимизда, униң ишикни бәк чиң тақивалмаслиқимиз керәк. мәшрәпкә қатнишиш у қәдәр асан иш әмәс, әмма униңдин чиқип кетиш асан. биз қилған вә қолға кәлтүргән барлиқ ишларға қарайли. биз диний ибадәтлиримизниму яхши елип бериватимиз, һазир аримиздин намаз оқуйдиған вә роза тутидиғанлар көпийиватиду. биз қилған барлиқ хәйри-сахавәт ишлириға қарайли“.
улар мәшрәпни дуа қилип ахирлаштуриду: ”улуғ аллаһ, хәлқимизгә тенч-аманлиқ ата қилғин!“. бу йәрдә бериливатқан учур наһайити ениқ иди: милләт билән дин һәр вақит мәшрәпниң төридә бирликтә.
Яркәнт мәшрипи – толуқ видәо:
мәзкур мақалиниң әңлисчиси:
www.meshrep.uk/the-yerkent-meshrep
мәзкур мақалиниң уйғур латин йәзиқ нусхуси:
www.meshrep.uk/uy/yerkent-meshripi
мунасивәтлик мақалә вә син көрунушлири:
Ғәйрәт яшлар мәшрипи
www.meshrep.uk/uy/ғәйрәт-яшлар-мәшрипи